Әркин асия радиоси
Ишлитиш шәртлири
2008-Йили 26-сентәбирдин башлап күчкә игә
Шәртләргә қошулуш
Әркин асия радиоси тор бетини https://www.rfa.org/ яки, бу тор бәтниң һәрқандақ иқтидарини ишлитиштин бурун, учур тахтиси (муназирә мәйдани, мунбәр), Podcast һөҗҗәтлири (әқлий иқтидарлиқ янфон яки үн-син, рәсим, тор филимлири вә PDF һөҗҗәтлирини қоюш иқтидариға игә електронлуқ үскүниләргә йүкләп көрүшкә болидиған һәрхил форматтики һөҗҗәтләр) RSS йолланмилири (булар әркин асия радиоси тори бети вә яки мулазиметириға ортақ) ларни өз ичигә алған, лекин булар биләнла чәкләнмәйдиған, төвәндики ишлитиш шәртлирини оқуп чиқиң.
Әркин асия радиоси мулазимәтлирини ишлитиш арқилиқ сиз бу ишлитиш шәртлиригә бойсундиғанлиқиңиз вә бу шәртләр көрсәткән даиридә чәклинидиғанлиқиңизға қошулған болисиз. Әркин асия радиоси һәрқандақ вақитта башқиларға уқтуруш қилмастинла, төвәндә шәрһлинидиған ишлитиш шәртлиригә өз алдиға түзитиш киргүзүш вә униң йеңиланған нусхисини өз тор бетигә елан қилиш һоқуқиға игә. Бу түзитиш киргүзүлгән шәртләр елан қилинған һаман күчә игә болуп, сиз бу ишлитиш шәртлиригә бойсундиғанлиқиңиз вә бу шәртләр көрсәткән даиридә чәклинидиғанлиқиңизға қошулған болисиз.
Нәшр һоқуқи
Әркин асия радиоси торбетидики барлиқ мәзмунлар америка қошма штатлири вә хәлқара нәшр һоқуқи қанунлири тәрипидин қоғдилиду. Әркин асия радиоси сизниң төвәндики: «нәшр һоқуқи © 1998-2013, RFA. Бу материяллар
Radio Free Asia, 2025 M ST. NW, suit 300, washington 20036
Ниң рухсити билән ишлитилди» дегән учурларни киргүзүп бизниң намимизни аташ шәрти билән тор бетимиз https://www.rfa.org Гә елан қилинған мәзмунларни ишлитишиңизни, нәшр қилишиңизни вә қайта тарқитишиңизни қарши алиду.
Әркин асия радиосида берилгән һәрқандақ мәзмунларни елан сүпитидә ишлитишкә болмайду.
Әгәр әркин асия радиоси тор бетидин нәқил кәлтүрмәкчи болсиңиз, әркин асия радиоси шу материялларни нәқил сүпитидә көрситишиңизни тәләп қилиду. Нәқил елинған үзүнди өзгәртилмәслики, әслидики негизлик мәзмуни бурмиланмаслиқи шәрт.
Әркин асия радиосида аңлитилған һәрқандақ авазлиқ материялларни аңлитиш, қайта аңлитиш яки әркин асия радиоси тор бети вә яки әркин асия радиосиға қарашлиқ башқа тоққуз бөлүминиң тор бәтлиригә бесилған һәр қандақ рәсим яки сүрәтлик материялларни қайта нәшр қилиш қәтий мәни қилиниду. Әгәр әркин асия радиосиниң ишлитиш шәртлиригә мас кәлгән болса буниң йоли башқа.
Сода маркиси
RadioFreeAsia ® (Әркин асия радиоси ), RFA ® вә әркин асия радиоси программилар исимлири әркин асия радиоси чәклик ширкитигә хастур. Барлиқ ишлитиш һоқуқлири әркин асия радиосиға тәвә. Әркин асия радиосиниң язма рухсәтнамиси болмай туруп, әркин асия радиосиниң мулазимәт маркилири, ширкәт бәлгиси вә рәсимлирини ишлитишиңизгә йол қоюлмайду.
Пәқәт әркин асия радиоси ширкәт бәлгиси RSS йолланмилириға киргүзүлгән болса әркин асия радиоси тәминлигән ширкәт бәлгилирини төвәндә көрситилгән әркин асия радиоси RSS йолланмилири сияситигә мас кәлгән әһвалда ишләтсиңиз болиду.
Екрандин рәсим тартиш
Әркин асия радиоси тор бетини екрандин рәсим тартишқа йол қоймайду.
Әркин асия радиоси тор бетини улаш
Әркин асия радиоси ахбаратчилиқ әхлақи вә өлчәмлиригә әң юқири дәриҗидә риайә қилидиған, мустәқил, ғәйрий- сода характердики ахбарат оргинидин ибарәт. Шуңа, әркин асия радиоси тор бетини улаш (a) әркин асия радиосиниң һәрқандақ бир киши яки тәшкилатниң дәва-тәшәббуслири, идийилири, торбәтлири, сиясий һәрикәтлири, мәһсулатлири яки мулазимәтлирини тәшвиқ қилидиған яки қоллайдиғанлиқини көрсәтмәйду. яки (b) әркин асия радиосиниң барлиқ мәзмунлирини һәрқандақ шәкилдики сода мәқситидә ишлитишкә болмайду. Биз һәрқандақ улиниш үчүн берилгән иҗазәтни елип ташлашқа һоқуқлуқ.
Әркин асия радиоси улиниш ясиған 3- тәрәп торлири
Әркин асия радиоси башқилар тәрипидин башқурулидиған һәмдә тор мәзмунлирини әркин асия радиоси контрол қилалмайдиған бәзи тор бәтләрниң уланмилирини тәминләйду. Әркин асия радиоси бу тор бәтлириниң мәзмуни, мәшғулатлири, мәһсулатлири яки мулазимәтлирини қоллимайду һәмдә әркин асия радиоси бу хилдики тор бәтлириниң мәзмунлири, мәшғулатчилири, еришкили болидиған - болмайдиғанлиқи, тоғрилиқи, сүпити, елани, мәһсулатлири, мулазимәтлири яки тордики башқа материяллар яки бу хилдики торлардин алғили болидиған материялларға мәсул яки җавабкар әмәс. Әркин асия радиоси бу хилдики тор бәтлиридә берилгән һәрқандақ мәзмунлар, мәһсулатлар яки мулазимәтләрни ишлитиш яки ишлитиш билән бағлинишлиқ болуш сәвәбидин келип чиққан яки келип чиқти, дәп гуман қилинған һәрқандақ зиян яки чиқимға биваситә яки васитилик һалда җавабкар әмәс.
Әркин асия радиосиниң https://www.rfa.org/english/feed/RSS Тор адреси арқилиқ тәминлигән RSS йолланмилири баш тема, қисқичә мәзмун вә толуқ хәвәрләрниң уланмилирини өз ичигә алиду. RSS Йолланмилири америка вә хәлқара нәшр һоқуқи қануни тәрипидин қоғдилиниду. RSS Йолланмилири вә униңға мунасивәтлик болған барлиқ һоқуқлар әркин асия радиосиға мәнсуп. Пәқәт төвәндики бәлгилимиләргә бойсунған асаста, RSS йолланмилири қуйсиңиз, униңдин нәқил кәлтүрсиңиз яки униң улинишини бәрсиңиз болиду.
Мулазимәтни ишлитиш
Әгәр сиз RSS йолланмилирини тор бетиңиз, блогиңиз яки шуниңға охшап кетидиған юмталларға қойсиңиз, сиз чоқум RSS йолланмилириниң йениға «әркин асия радиоси хәвәрләр темиси» дегән текист яки RSS йолланмилири өз ичигә алған әркин асия радиоси ширкәт бәлгисини өзгәртмәстин қоюш арқилиқ RSS йолланмилириниң әркин асия радиосиға тәвәликини билдүрүшиңиз шәрт.
Әркин асия радиосиниң сода маркилири, мулазимәт маркилири, яки RSS йолланмилирини башқа һәрқандақ шәкилдә ишлитилиш қәтий мәни қилиниду RSS. Йолланмилири арқилиқ уланған хәвәрләр яки башқа мәзмунларни ишлитиш үчүн, мәзкур ишлитиш шәртлириниң нәшр һоқуқи қисмиға қараң. Әркин асия радиосиниң һәрқачан вә һәр қандақ сәвәб билән RSS йолланмилирини тәминләшни ахирлаштуруш һәм сиздин RSS йолланмилири, RSS йолланмилири өз ичигә алған һәрқандақ мәзмун вә яки әркин асия радиоси ширкәт бәлгисини ишлитишни яки уларни елишни тохтитишни тәләп қилиш һоқуқи бар.
Зиян; төләм төләш
Әгәр сиз әркин асия радиосиниң учур тахтисини өз ичигә алған мулазимәтни ишләтсиңиз, www.rfa.org Арқилиқ мақалә, елхәт, яки башқа учур әвәтсиңиз, төвәндикиләргә бойсунушқа яки риайә қилишқа қошулисиз.
Қануний мәсулийәтни үстигә алмаслиқ баянати
Сиз (a) әркин асия радиоси учур тахтиси яки мулазимәт арқилиқ чаплиған, йоллиған, тарқатқан һәрқандақ материялниң ишлитиш шәртлиригә хилаплиқ қилмиған яки қилмайдиғанлиқиға капаләт берисиз, (b) бу мулазимәтни ишләткәнликиңиз, сизниң бу ишлитиш шәртлиригә қошулғанлиқиңизни көрситиду. Сиз әркин асия радиоси вә униң директорлири, әмәлдарлири, хизмәтчилири, әзалири вә рухсәт қилинғучилирини һәқ-тәләп, қәрз, расхот вә чиқимларни төлисун, дәп дәва қилмаймән, дәп вәдә вә капаләт беришкә қошулисиз. Бу чиқимлар адвокат һәққи вә төвәнкиләрдин (келип чиққан) (1) сизниң юқиридики баянатнамиләргә вә капаләтнамиләргә хилаплиқ қилишиңиз, (2) сизниң мулазимәтни ишлитишиңиз (3) әркин асия радиоси учур тахтиси яки мулазимәт арқилиқ чаплиған, йоллиған, аңлатқан һәрқандақ материяллириңиз, яки (4) әркин асия радиосиниң нәшр буюмлири, аңлатқанлири яки шу хилдики материялларни ишлитишиңиздин келип чиққан.
Әркин асия радиоси мәйли ениқ, йошурун, чәклик, омумий вә башқичә болған һәрқандақ капаләтнамиләрдики қануний мәсулийәтни үстигә алмайду. Әркин асия радиосиниң мулазимити «һазирқи һаләт» йосунида тәминләнгән. Әркин асия радиоси мулазимәтлиримиз кашилиға учримайду яки хаталиқтин халий, дәп капаләт берәлмәйду. Әркин асия радиоси бу мулазимәтни ишлитиштин келип чиққан ақивәт вә мулазимәттә бар болған, мулазимәт арқилиқ яки мулазимәткә улиниш арқилиқ еришилгән һәрқандақ учурлар, мулазимәтләр, мәһсулатлар, көзқарашлар, яки баянатларниң тоғрилиқи, ишәнчликлики, яки мәзмуни тоғрисида һечқандақ капаләт бәрмәйду. Мулазимитимизни пәқәт өз ихтиярлиқиңиз билән ишләткән болуп, буниңдин келип чиқидиған барлиқ ақивәтләргә өзиңиз мәсул. Һәрқандақ әһвалда, әркин асия радиоси вә униң директорлири, әмәлдарлири, хизмәтчилири, мулазимәтни ишлитиш яки ишлитәлмәсликтин келип чиққан васитилик, әгәшмә, алаһидә, һадисә характерлик яки еғир зиянларға мәсул болмайду.
Нәшр һоқуқи вакаләтчиси
Әркин асия радиоси башқиларниң әқлий мүлүк һоқуқини һөрмәт қилиду. Әгәр сиз әсәрлириңизниң һәр қандақ шәкилдә көчүрүлүп, нәшр һоқуқиңизға дәхли - тәрз йәткәнликигә ишәнсиңиз, әркин асия радиоси нәшр һоқуқи вакаләтчисигә хәт йезип төвәндики учурларни тәминләйсиз.
Төвәндики адрес арқилиқ әркин асия радиоси нәшр һоқуқ вакаләтчиси билән алақиләшкили болиду: contact@rfa.org
Хәлқаралиқ абонитлар
Мулазимәт америка қошма штатлири ичидә контрол қилиниду яки мәшғулат қилиду. Әгәр сиз мулазимәткә америка қошма штатлириниң сиртидики җайлардин чиқсиңиз, америкиниң експорт қануни вә бәлгилимилирини өз ичигә алған мунасивәтлик қанунларға бойсунуш мәсулийитиңиз бар.
Вә башқилар
Бу ишлитиш шәртлири билән шәхсийәт сиясити, һәрқайси алақидар тәрәпниң әркин асия радиоси тор бетини ишлитишкә алақидар барлиқ келишимләргә вәкиллик қилиду вә бурунқи һөҗҗәтләр, хәт-алақиләр, сөһбәтләр яки бу ишлитиш шәртлиригә мунасивәтлик болған ағзаки яки язма келишимләрниң орниға дәсситилиду.
Бу ишлитиш шәртлири америка пайтәхти- вашингтон коломбийә алаһидә райониниң қанун таллаш түзүми қандақ болушидин қәтий нәзәр, униң қанунлири (әгәр зөрүр тепилса америка қошма штатлириниң мунасивәтлик қанунлири) тәрипидин идарә қилиниду вә шәрһлиниду.
Қанун тәрипидин йол қуюлған даиридә, мулазимәткә мунасивәтлик болған ишлитиш шәртлири даирисидики һәрқандақ талаш –тартишлар болса йәрлик яки шу йәргә җайлашқан федератсийә сот мәһкимилиригә шикайәт қилса болиду. Униңдин башқа сиз коломбийә райони ичидики башқуруш һоқуқи вә йәрлик бәлгилимиләргә асасән сотлинишқа қошулисиз.
Ишлитиш шәртлириниң бирәр қисминиң бикар қилиниши яки өзгәртилиши башқа қисимлириниң бикар қилинғанлиқи вә түзитилгәнликини көрсәтмәйду (шундақ болғанлиқини шәкилләндүрмәйду).
Ишлитиш шәртлириниң һәрқандақ бир бәлгилимисини һәрқандақ сәвәб билән иҗра қилғини болмайдиғанлиқи байқалса, шу бәлгилимә йол қоюшқа болидиған әң юқири чәктә иҗра қилиниду һәм ишлитиш шәртлириниң башқа қисимлири толуқ үнүми билән давамлаштурулиду.