Түркийидә зиярәттә болған америка дөләт ишлар министири җон кәрй америкиниң сүрийә қозғилаңчилириға 60 милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини рәсмий җакарлиди.
Җон кәрй буни 2 - март түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғли билән бирликтә ахбарат йиғини чақирғанда билдүрди.
У мундақ деди: президент обамаға вакалитән шуни җакарлаймәнки, америка сүрийә өктичи күчлиригә 60 милйон доллар ярдәм соммисини дәрһал йәткүзиду.
Йеңи тәйинләнгән америка дөләт мудапиә министири чак һәйгилму бу һәқтә тохтилип: сүрийә өктичилиригә һәрбий қоралларни өз ичигә алмиға ярдәм бериш америкиниң нөвәттики сүрийә сиясити икәнликини билдүрди.