Уйғурбиз ториниң 28 - апрелдики хәвиридин мәлум болушичә, шихәнзә шәһиридики 180 йиллиқ тарихқа игә мусулманлар қәбристанлиқиниң мәҗбурий көчүрүлүши уйғур қатарлиқ мусулманларниң наразилиқини қозғиған.
Хәвәрдә дейилишичә, йеқинда шихәнзә шәһәрлик һөкүмәтниң мусулманлар қәбристанлиқини тәрәққият райони намида содигәрләргә сетип беришни тәстиқлиғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, шихәнзә шәһиридә олтурушлуқ уйғур, туңган қатарлиқ мусулманларнаразилиқ билдүрүп, шихәнзә шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдиға барған.
Мәлум болушичә, шихәнзә шәһиридики мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинған мусулманлар нәччә о нмиңға йетидиған болуп, бу җайға йәнә сабиқ миллий армийә офетсер, әскәрлириму дәпнә қилинған икән.