Архип
2020-11-27
Түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу 27-ноябир нигер пайтәхти ниямида өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқий ишлар министирлириниң йиғинида сөз қилип, уйғурларни тилға алған.
2020-11-27
Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап қағилиқ наһийәсиниң қарақурум тағлиқ районидики уйғур деһқан-чарвучилирини «намратлиқтин қутқузуш» намида кәң көләмлик көчүргән иди.
2020-11-27
«явропа йәһуди ахбарати» 26-ноябир мақалә елан қилип, явропани хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишиға қарши тәдбир елишқа чақирған.
2020-11-27
Җәнубий корийәдики даңлиқ бир сәнәт ширкитиниң уйғурларни бастурушқа четишлиқ бир хитай техника шеркити билән һәмкарлишидиғанлиқини елан қилиши җәнубий корийәлик сәнәт мәстанилириниң қаршилиқиға учриған.
2020-11-26
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари чен чүәнгониң уйғур елида «сотсиялистик шинҗаңниң йеңи дәврини бәрпа қилиш» ни тәкитлиши диққәт қозғиди.
2020-11-26
Һиндистанда нәширдин чиқидиған «иқтисад вақти гезити» уйғурлар учраватқан дини зиянкәшлик һәққидә хәвәр тарқитип, «бейҗиң һөкүмити нәччә йүзлигән уйғур имамлирини тутқун қилип лагерға қамиди,» дәп язған.
2020-11-26
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида тәхминән 5 милйон йәрлик деһқан-чарвичини өй-земинлиридин айрип көчүрүвәткәнлики мәлум болди.
2020-11-26
Түркийә анатолийә агентлиқиниң 26-ноябир тарқатқан хәвәргә қариғанда, истанбул сақчи даирилири истанбулниң авҗилар районидики денизкөшкләр мәһәллисидә қораллиқ һуҗумға учрап еғир яриланған йүсүпҗан әмәтниң делосиға мунасивәтлик тәкшүрүш нәтиҗисидә 11-ноябир күни 29 яшлиқ әзәрбәйҗанлиқ т. Алийефни қолға алған.
2020-11-25
1989-Йил йүз бәргән тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири, йиллардин буян тәйвәндә паалийәт қилип келиватқан уйғур зиялийси, уйғур һәрикити тәшкилатиниң пәхрий рәиси өркәш дөләт тәйвән парламенти (тәйвән қанун чиқириш комитети) да қурулған кишилик һоқуқ комитетиниң муавин баш катиплиқиға тәйинләнгән болуп, иҗраийә ишлириға мәсул икән.
2020-11-25
Тәтқиқатчи раһилә давут 2017-йил 12-айда тутқун қилинғандин буян из-дерәксиз ғайб қиливетилгәниди. 23-Ноябир күни, америкада чиқидиған торида руз ингрәм (Ruth Ingram)исимлик апторниң «уйғур фолклоршунас раһилә давут нәдә?» намлиқ бир мақалиси елан қилинған.
2020-11-25
Хитай шинхуа агентлиқиниң 25-ноябир хәвәр қилишичә, 14-ноябир күни тоқсу наһийәсидә хән, таң сулалиси мәдәнийити җәмийити қурулған болуп, бу җәмийәткә уйғур, хитай, шевә, моңғул болуп, 52 адәм әза болған.
2020-11-25
«Ақсу ахбарат тори» ниң 25-ноябир тарқатқан хәвиридә ейтилишичә, куча шәһәрлик хәлқ сот мәһкимиси ханиқитам хәлқ соти «мәмликәт бойичә сот мәһкимилири вә хәлқ сотидики илға коллектип» болуп баһаланған.
2020-11-24
Америка демократийәси еғир киризисларға дуч кәлмәктә, дәп қариливатқанда бу һалниң дуняниң башқа җайлирида, болупму хитайда техиму еғир ақивәтләргә сәвәб болуватқанлиқи йеқиндин буян зор ғулғула қозғашқа башлиди.
2020-11-24
Хитай һөкүмитиниң өткән бирнәччә йилда уйғур нопусини контрол қилиш үчүн мәҗбурий һамилә чүшүрүш һәмдә туғмас қиливетиш тәдбирлирини ишқа салғанлиқи йеқиндин буян көп тәрәплимә учурлардин мәлум болғаниди.
2020-11-24
Демократлар партийәсиниң вәкили җов байдинниң президентлиқ сайлимида йеңип чиққанлиқи һәққидә америкадики ахбарат васитилири көпләп хәвәр бериватқанда хитай һөкүмити бу һәқтә рәсмий ипадә билдүрди.
2020-11-24
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики сиясий бастуруш һәрикитидә диний амилниң бир муһим мәзмун болуватқанлиқи узундин буян мәлум болсиму, католик дунясиниң әң алий диний рәһбири болған поп франсис хитай һөкүмитини әйибләш мәзмунида сөз қилиштин өзини тартип кәлгәниди.
2020-11-24
Йеқинда сәуди әрәбистан һөкүмитиниң икки нәпәр уйғур муһаҗирни тутқун қилғанлиқи һәмдә уларни хитайға өткүзүп бериш еһтималиниң барлиқи мәлум болғандин кейин һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлди.
2020-11-23
Канаданиң «чолпан» тори 21-ноябир мақалә елан қилған бир мақалидә, канададики уйғурларниң өз вәтинидики чекидин ашқан зулум вә ирқий қирғинчилиқни канада һөкүмити вә пуқралириға аңлитиш үчүн тиришиватқанлиқи, әмма көзләнгән үнүмгә техи еришәлмәйватқанлиқи баян қилинған.
2020-11-23
«Америка авази» ториниң 22-ноябир хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министири майк помпейо вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш катипи җенс столнберг халифәкс хәлқара хәвпсизлик муһакимә йиғинида хитайниң қара нийити, истратегийәси вә дуняниң униңға қандақ тақабил туруши мәсилиси һәққидә пикир баян қилған.
2020-11-23
Уйғурларниң иҗтимаий алақә торлирида кәң хәвәр қилинишичә, даңлиқ нахшичи вә композитор мәһмут сулайман бу йил 22-ноябир үрүмчидә 52 йешида йүрәк кесили билән вапат болған.
2020-11-23
Америкадики «бирләшмә агентлиқ хәвәрлири» ториниң 23-ноябир хәвәр қилишичә, алдинқи һәптә хитайниң тйәнҗин, шаңхәй қатарлиқ шәһәрлиридә йәрлик юқумдарлардин таралған корона вируси байқалғандин кейин хитай һөкүмити милйонлиған пуқралириниң юқумлиниш әһвалини тәкшүрүшкә башлиған болуп, шәһәрниң көплигән йәрлирини қамал қилған вә мәктәпләрни тақиған.
2020-11-23
23-Ноябир «ню-йорк вақти гезити» қатарлиқ таратқуларда уйғуршунас тарихчи җошува фримәнниң «хитай мениң профессорумни ғайб қиливәтти, әмма униң шеирини җимиқтуралмайду» намлиқ бир мақалиси елан қилинған болуп, «хитайниң бу зораванлиқи алдида шеир гәрчә һечнемигә ярдәм берәлмисиму, көплигән уйғурлар үчүн ейтқанда, уму бир күчлүк қаршилиқ қилиш қоралидур» дегән нуқтинәзәрни йорутуп бәргән.
2020-11-20
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари, хитай компартийәси сиясий бюросиниң әзаси чен чүәнгониң бу һәптиниң башлири бейҗиңда өткүзүлгән сиясий бюро әзалириниң йиғиниға қатнашмаслиқи «шинҗаңниң келәчики» һәққидә суал пәйда қилған.
2020-11-20
Канададики әң чоң өктичи партийә-консериватиплар партийәсиниң рәһбири ерин отол, әгәр сайламда ғәлибә қилип қалса хитайға қаттиқ қол болидиғанлиқи, америкаға охшаш хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләйдиғанлиқини билдүргән.
2020-11-20
Қурулғуси байден һөкүмитиниң ташқи ишлар министири намзатлириниң бири, дәп қариливатқан, демократик партийәдин келип чиққан кеңәш палата әзаси крис кунс 20-ноябир ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, хитай мәсилисидә бейҗиңни «мәғлуп қилидиған» ортақ сиясәтни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
2020-11-20
Әнглийәлик тәтқиқатчи җоан финлей симис ханим» ирқий қирғинчилиқ тәтқиқат журнили «да мақалә елан қилип, дунядики тәтқиқатчи, паалийәтчи сиясийон вә адвокатларда хитайниң уйғурларға» ирқий қирғинчилиқ «йүргүзүватқанлиқ әндишиси күчийиватқанлиқи вә бу әндишиниң сәвәблирини чүшәндүргән.
2020-11-20
Америкадки «христиан илмий рисалиси» гезити мақалә елан қилип, холливодниң хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишиға көз юмғанлиқини тәнқид қилған.
2020-11-19
Ислам әллириниң уйғур мәсилисидики йүзсизлики йәнә бир қетим тәнқид обйекти болди. «Йерусалем почтиси гезити» дә елан қилинған «мусулман дунясиниң мунапиқлиқини чүшиниш» намлиқ мулаһизә мақалисидә йеқинда фирансийәдики бир мәктәп оқутқучисиниң қорқунчлуқ шәкилдә өлтүрүлүши билән фирансийә президенти макронниң пикир әркинликини қоғдиши вә арқидин буниңға қарши нес вә вийенада террорлуқ һуҗумлириниң йүз бериши қатарлиқ вәқәләр әслитилип, мусулман рәһбәрлириниң фирансийә вә хитайға қайтурған инкаси селиштурулған.
2020-11-19
Хитай һөкүмити қәшқәр конашәһәрдә башлиған вирус юқуминиң контрол астиға елинғанлиқини илгири сүрүватқан бир пәйттә, қәшқәрдә зор көләмлик бир давалаш мәркизи қурулушиға ул селиниши диққәт қозғиди.
2020-11-19
19-Ноябир күни австралийә баш министири хитайниң австралийәгә кишилик һоқуқ, мустәқил ахбарат вә мәбләғ селиш сиясәтлиригә қарита оттуриға қойған он нәччә маддилиқ наразилиқ тизимликигә җаваб қайтуруп: «биз һаман австралийә болимиз,» дегән.