Өткән һәптә сүрийә һөкүмитиниң өктичиләргә қарши химийилик қоралларни ишләткәнлики ашкариланғандин кейин, америка һөкүмити сүрийигә қарши һәрбий күч қоллинишқа тәйяр икәнликини билдүрди.
Америка авази вә әнгилийә б б с агентлиқи қатарлиқларниң 27 - авғуст сәйшәнбә күнидики хәвәрлиридә дейилишичә, америка дөләт мудапиә министири хагер америка тәрәпниң нөвәттә сүрийигә қарши һәрбий күч қоллинишқа тәйяр икәнликини, пәқәтла америка президентиниң буйруқини сақлаватқанлиқини билдүргән.
Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, 29 - авғуст күни әнгилийә дөләт мәҗлисиму йиғин ечип сүрийә һөкүмитиниң өктичи аммиға химийилик қоралларни ишләткәнликигә қарита инкас қайтурушни музакирә қилидикән.