Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики лагерларға аит тәшвиқатлириниң ич маһийитини ашкарилаш вә әмәлийәтни оттуриға чиқиришта зор рол ойниған канада пуқраси олси язиҗиниң албанийәдики хизмитини аяғлаштурушқа мәҗбур болуши диққәт қозғиди.
10-Декабирдики «хәлқара кишилик һоқуқ» күнидә уйғурларниң вәзийити америка һөкүмити тәрипидин охшимиған сорунларда тилға елинди.
Канаданиң икки нәпәр кеңәш палата әзаси канада парламентида хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарита омумйүзлүк тәдбир елишини тәләп қилидиған қанун лайиһәси тонуштуридиғанлиқини җакарлиған.
Хитай дуняда мухбирлар әң көп қамаққа һөкүм қилинидиған дөләт болуп баһаланди.
Америка авам палатасида 3-декабир күни 1 гә қарши 407 аваз билән мақулланған «2019-йиллиқ уйғур кишилик һоқуқ лайиһәси» ни бу йил аяғлашмай туруп кеңәш палатасидин өткүзүш үчүн америкадики уйғур җамаити паал һәрикәткә кәлди.