Мухбиримиз җүмә
2011-12-31
«Ню - йорк вақит» гезитиниң 30 - декабирдики санида хитай даирилириниң өлгүчләрниң милләт тәркибини ашкарилимиғанлиқи, әмма, әркин асий радиоси уйғур бөлүмниң өлгүчиләрниң уйғур икәнликини ениқлап чиққанлиқи хәвәр қилинған.
Хәвәргә қариғанда, хитайниң уйғур районидики баянатчиси ху хәнмин вәқәниң тәпсилати һәққидә тохтилишини рәт қилған.
Хәвәрдә 2009 - йилидин буян уйғур районида йүз бәргән «үрүмчи вәқәси», «хотән навағ вәқәси» вә «қәшқәр йеңи база вәқәси» қатарлиқлар бир бирләп әсләп өтүлгән.
Радиомиз бу һәқтә игилигән хәвәрләргә қариғанда, өлгүчиләрниң һәммиси уйғур болуп буларниң арисида һәтта аяллар му бар икән.