Йәни, бу қетим қурултайда аптоном районимиздики һәрқайси вилайәт вә шәһәр дәриҗилик органларға назир, муавин назир, сотчи, муавин сотчи қатарлиқ әмәлдарларниң бәш нәпиридин сирт, қалғанлири һәммиси хитай миллитидин тәркиб тапқан.
Уйғур биз ториниң саһиби, милләтләр университетиниң профессори илһам тохти әпәнди бундин илгири бу һәқтә чәтәл мәтбуатлириға бәргән баянатида, уйғур елидә һөкүмәт орунлирида ишләйдиған уйғур қатарлиқ миллий кадирларниң саниниң барғансери азийип кетиватқанлиқини, миллий кадирларниң хитай кадирлар билән баравәр муамилә көрмәйдиғанлиқидәк мәсилиләрни оттуриға қоюп, хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини тәнқид қилған иди.
"Уйғур биз" тори йәнә бу йил 4 - өктәбирдики санида, бу йил уйғур аптоном районлуқ парткомда ишләйдиған уйғур кадирларниң нисбити 7%кә, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитидә ишләйдиған уйғур кадирларниң нисбити 9% кә чүшүп қалғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән. Әмма, хәвәрдә бу учурни йәткүзгүчи киши өз бихәтәрликидин әнсиригини үчүн һазирчә ениқ болған санлиқ мәлуматларни җәмийәткә ашкарилимиған иди.