Уйғур яшлири болупму өткәнки әсирниң 90-йиллири рәсмий қурулған қазақистан уйғур яшлири бирликиниң рәһбәрлики астида бир қатар чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруп кәлди. 2009-Йили қанлиқ үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә қазақистандики уйғур җәмийәтлик бирләшмилири билән бир қатарда қазақистан уйғур яшлири бирликиму алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткән иди. Бүгүнки күндә мәзкур тәшкилат яшларниң миллий аң-сезимини ойғитишқа, уларда достлуқ, бирлик вә разимәнлик қәдрийәтлирини тәрбийиләшкә чоң көңүл бөлмәктә. Узун йиллардин буян абдурешит турдийеф, андин кейин ришат азнибақийеф тәрипидин башқурулуп кәлгән қазақистан уйғур яшлири бирлики бүгүнки күндә мәмликәтлик қанунлар даирисидә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилатларниң бири болуп қалмақта.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан уйғур яшлири бирлики катипи зөһрә мәмәтниязова тәшкилатниң паалийити һәққидә тохталди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.