явропа парламенти пәйшәнбә күни 71 авазниң қоллап биләт ташлиши, бир парламент әзасиниң аваз бериштин ваз кечиши астида хитай һөкүмитини тибәт роһани даһийси билән далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақиридиған қарарнамә мақуллиди.
Қарарнамидә һәр иккила тәрәпни алдинқи шәрт қоймиған әһвалда сөһбәтни тезрәк әслигә кәлтүрүшкә чақирған шундақла һәм хитайниң зимин пүтүнликигә һөрмәт қилиш һәм тибәт хәлқиниң ғайисини әмәлгә ашурушни, һәр иккила тәрәп қобул қилалайдиған бир лаһийә үстидә бирликкә келишни тәләп қилған.
Хитай билән далай лама арисидики сөһбәт 2002 -йили 9 - айдин әслигә кәлгәндин бери, икки тәрәп вәкиллири 2006 - йилниң башлириғичә җәмий 5 қетим сөһбәт елип барди. Лекин хитай һөкүмити 2006 -йилниң башлири сөһбәтни туюқсиз тохтатқан . Тибәт тәшкилатлири болса явропа парламентини қарарини қарши алмақта.
Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати явропа шөбисиниң башлиқи сирен чаңпа, явропа парламентиниң қарари тибәтләрни илһамландурмақта, дәйду. явропа парламенти қарарида хитай билән далай ламаниң бәзи конкрет мәсилиләрдә пикир ихтилапи барлиқини, болупму тибәт билән хитайниң тарихий мунасивитидә чүшәнчиси охшимайдиғанлиқини тәкитлигән.
Серин чаңпаниң әскәртишичә, далай лама тибәт тарихта хитайниң бир қисими болмиған, дәп қаримақта. У, хитай һөкүмити далай лама тибәтни җуңгониң бир қисими, дәп етирап қилиши керәк, дигән тәләпни оттуриға қойған болсиму, лекин далай ламаниң буни қобул қилиши мумкин әмәс, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)