Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (15)

Мухбиримиз қутлан
2020-01-28
Елхәт
Пикир
Share
Принт
Муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин йетәкчиликидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар кәшмирниң сиринагар шәһиридики яркәнд сарийи алдида чүшкән коллектип сүрәт. (1950-Йил баһар, сиринагар)
Муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин йетәкчиликидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар кәшмирниң сиринагар шәһиридики яркәнд сарийи алдида чүшкән коллектип сүрәт. (1950-Йил баһар, сиринагар)
RFA/Qutlan

Он бәшинчи қисим: соғуқ уруш вә мәккидә күч синишиш

1955-Йили һиндонезийәниң бандоң шәһиридә ечилған «асия-африқа әллири йиғини» дин кейин америка билән совет иттипақи йетәкчилик қиливатқан дунядики икки чоң лагер, йәни ғәрб лагери билән коммунизм лагери оттурисидики соғуқ урушниң йәнә бир ис-түтәксиз җәң мәйдани мусулманлар дунясида рәсмий ечилиду.

Дәл мушу вақитта тәйвәндики гоминдаң һөкүмити тәйбейда «шинҗаң өлкилик һөкүмәт ишханиси» тәсис қилиду. 1950-Йили тибәт йоли билән тәйвәнгә қечип кәлгән қумул валийси йолбарс «сүргүндики шинҗаң өлкилик һөкүмити» ниң рәисликигә тәйинлиниду. Йолбарс тәйбейдики гоминдаң қурултийида сөз қилип, коммунист хитайға қарши кәң көләмлик қайтурма һуҗумға өтүп, хитай чоң қуруқлуқини тартивелишни тәшәббус қилиду.

Йолбарс шу қетимлиқ қурултайда мундақ дәйду: «әпәндиләр, мән силәргә ейтсам, пеқир йолбарс шинҗаңлиқ бир уйғурмән. Мән немишқа шинҗаңдин қечип чиқтим? чүнки мән гоминдаң партийәсиниң әзасимән, мән у йәрдә қәп қелип: ‹бүгүн компартийә яхши' дәп, әтиси йәнә бир партийәни махтап күн өткүзгүм йоқ. Мән ундақ адәм әмәсмән. Җуңхуа минго дунядики чоң дөләтләрниң бири. Һалбуки, бүгүн шинҗаң хәлқиниң чекиватқан азаблири билән тартиватқан зиянлири кимниң сәвәбидин болди? бу әлвәттә шинҗаң хәлқиниң сәвәбидин әмәс, бәлки җаң җиҗуң дегән әбләхниң сәвәбидин болған зияндур.»

Йолбарс сөзини давамлаштуруп, мундақ дәйду: «һазир ‹бүгүн сөһбәт өткүзимиз' дейилсә, әтиси ‹келишим һасил қилимиз' дейиливатиду? йәнә немә сөһбәт, йәнә немә келишим болсун? коммунист оғрилар билән мурәссәләшкили боламду? һазир мав зедоң җуңголуқларни даһийси дейиливетипту. У қандақму даһий болсун!»

Ахирида йолбарс муну сөзләр билән нутқини ахирлаштуриду: «бизниң шинҗаңдики 7 милйон хәлқ коммунистларни һәргизму һимайә қилмайду. Уларниң һәммиси коммунистларниң һөкүмранлиқиға қарши туриду. Мән көпчиликниң бирдәк уйқусини ечишини, сәгәк болушини, иттипақлишип қайтурма һуҗумға өтүшини тәшәббус қилимән. Коммунист оғриларниң қолидин чоң қуруқлуқни қайтурувалғандин кейин юртқа қайтишни үмид қилимән. Әгәр бу йил қайталмисақ, келәр йили чоқум қайтип кетишкә һәммимизниң бирдәк ишәнчимиз болсун! . . .»

1955-Йилидин башлап тәйвән ташқи ишлар министирлиқи билән тәйвәндики «шинҗаң өлкилик һөкүмәт ишханиси» кәшмир, сәуди әрәбистан, мисир қатарлиқ дөләтләргә өмәкләр әвәтип, у йәрдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларни өзигә тартишқа уруниду. Муһәммәдимин буғра билән әйса йүсүп алиптекин гоминдаң һөкүмитиниң тәйвәнгә келиш тәклипини рәт қилғандин кейин, тәйвән даирилири өзиниң сәуди әрәбистанидики баш әлчиси ма буфаң билән тәйбейдики аталмиш «сүргүндики шинҗаң өлкилик һөкүмити» ниң рәиси йолбарсбәгни мәккигә әвәтип, шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң сиясий паалийәтлирини контрол қилмақчи болиду.

Мана мушундақ бир мурәккәп вәзийәттә коммунист хитай һөкүмити «һәҗ тавабити» намида мәхсус өмәк тәшкилләп, сәуди әрәбистаниға әвәтиш қарариға келиду. Коммунист хитай һөкүмитиниң бу қарарға келишидә биринчидин, өзиниң хәлқара дипломатийәдики йетим һалитидин қутулуш вә мусулман әллирини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған болса, иккинчидин, совет иттипақи башчилиқидики коммунизм лагериниң мусулманлар дунясидики тәсирини кеңәйтишкә маслишиш вә тәйвән даирилири билән мусулманларниң қиблигаһи болған мәккидә күч синишишни мәқсәт қилған иди.

Шундақ қилип, коммунист хитай һөкүмити 1956-йили бурһан шәһидиниң башчилиқида, 1957-йили абдурәһим әйсаниң башчилиқида, 1958-йили әнвәр җакулинниң башчилиқида 3 қетим «хитай дөләтлик һәҗ өмики» тәшкилләп, сәуди әрәбистаниға әвәтиду.

Америка башчилиқидики ғәрб дунясиму совет иттипақи билән хитай хәлқ җумһурийитиниң мусулман әллиригә, болупму мәккигә «қизил һаҗи» лар өмики әвәтип, коммунизм тәсирини кеңәйтишкә урунуш истратегийәсигә йеқиндин диққәт қилиду.

1956-Йили CIA ниң алаһидә хадими әһмәд камал бирму түркистанлиқ муһаҗир болмиған һиндонезийәдә «түркистан азадлиқ җәмийити» қуруп чиқиду. У бир қисим һиндонезийәлик мусулман яшлирини бу тәшкилатқа җәлп қилип, совет иттипақи билән хитай мустәмликиси астидики икки түркистан тупрақлири вә бу тупрақлардики хәлқләрниң һүррийити үчүн күришишкә, коммунизм тәһликисиниң асия әллиридики тәсирини чәкләшкә чақириқ қилиду.

Әһмәд камал 1935-йили һиндистан арқилиқ уйғур дияриға барған шундақла қәшқәр, қағилиқ, хотәнләрдики нурғун вәқәләргә шаһит болған тунҗи америкалиқ киши иди. У шу йилларда алди билән хотәндики туңган генерал ма хусәнниң, кейинчә милитарист шең шисәйниң түрмисидә ятиду, түрмидин чиққандин кейин америкаға қайтип кетиду. Һалбуки, әһмәд камал 1950-йилларниң оттурилирида мусулманлар дунясиға кеңийиватқан икки лагер оттурисидики соғуқ урушниң алдинқи сепидә йәнә оттуриға чиқиду. У 1950-йилларниң оттурилирида соғуқ урушниң явропадики мәркизигә айланған мюнхенда тунҗи мәсчит қурулушиға йетәкчилик қилип, түркистанлиқ муһаҗирларниң рус коммунизмиға қарши һәрикәтлиригә арилишиду.

1956-Йили CIA ниң йәнә бир алаһидә хадими рози нәзәр америкадики татар йигит хәмит рәшит билән бирликтә һәҗ сәпиригә атлиниду. Улар иккиси шу йилидики һәҗдә мусулманларниң қиблигаһ болған кәбидә совет иттипақи тәрипидин «һәҗ тавабити» ға әвәтилгән «қизил һаҗи» лар билән йүзлишиду. Иан җонсонниң «мюнхен җамәси» намлиқ китабидики баянларға қариғанда, рози нәзәр кәбидә совет иттипақиниң байриқи чүшүрүлгән сомка есип, еһрам бағлап айлиниватқан совет «қизил һаҗи» лириға қарап юқири аваз билән мундақ хитаб қилиду: «әй, қизил һаҗилар! аллаһниң муқәддәс йери болған кәбидә, милйонлиған мусулманларниң қиблигаһи болған һәрәмдә раст гәп қилип беқиңларчу! силәр растинла мусулманларниң бәш пәрзиниң бири болған һәҗ тавабити үчүн бу йәргә кәлдиңларму яки динсиз болшевикләрниң қизил тәшвиқати үчүн кәлдиңларму? қәлбиңларда аллаһға болған таәт-ибадәт барму яки қизил москваниң сиясий йолйоруқи барму?. . .»

Дегәндәк, 1956-йилидики һәҗ паалийитидә совет иттипақи әвәткән «һәҗ өмики» һәрәмдики милйонлиған һаҗилар арисида қаттиқ рәсва болиду. Шу йили бурһан шәһиди башчилиқида әвәтилгән «хитай дөләтлик һәҗ өмики» му қаттиқ бесимға дуч келиду. Униң үстигә муһәммәдимин буғра билән әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар бурһан шәһидиниң қизил хитай үчүн мәккидә елип барған сиясий тәшвиқатлириға қарши тәшвиқат елип бариду. Муһәммәдимин буғра бурһан шәһидиниң көрүшүш тәлипини қәтий рәт қилип: «бурһандәк биринчи номурлуқ хаин билән қутсал тупрақларда йүз көрүшүш вәтәнни сатқанлиқтин башқа иш әмәс,» дәйду.

Хитай һөкүмити мана мушундақ бир қийин әһвалда 1957-йили абдурәһим әйсани «хитай дөләтлик һәҗ өмики» ни башлап, һәрәмгә беришқа қистайду.

Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшаватқан әң кичик иниси мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң шу йили һәрәмдә муһәммәдимин буғра билән мәхпий учрашқанлиқи, унуңға вәтәнгә қайтип кәлмәслик һәққидә агаһландуруш бәргәнликини тилға алиду.

Һалбуки, абдурәһим әйсаниң һәрәмдә муһәммәдимин буғра билән мәхпий көрүшкәнлики вә буни дәлилләйдиған иккинчи бир мәнбә қолимизда йоқ. Әйса йүсүп алиптекин өзиниң «әсир шәрқий түркистан үчүн» намлиқ әслимисиниң 2-қисмида 1957-йили өзиниң полат қадири билән биллә һәҗгә барғанлиқини, абдурәһим әйсаниң һәрәмдә өзи вә полат қадири билән айрим-айрим һалда мәхпий көрүшкәнликини язиду.

Әмма мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң 1957-йили һәҗдин қайтип келип ғулҗада областлиқ һөкүмәт кадирлириға доклат бәргәнлики, доклатида муһәммәдимин буғраниң хитай һөкүмитиниң тәклипини рәт қилип, вәтәнгә қайтип келишкә унимиғанлиқини сөзләп өткәнликини тәкитләйду.

(Давами бар)

Толуқ бәт